Америка дөләт мәҗлиси хитайдики адвукат гав җиаң һәққидә қарар мақуллиди


2006.04.27

Америка дөләт мәҗлиси 26‏-април күни хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ ишлиридики адвукат гав җиаңниң адвукатлиқ кенишкисини әслигә кәлтүрүшкә үндәш һәққидики бир парчә қарар лайиһисини мақуллиди.

Адвукат гав җиаң илгири хитай дөләт рәиси ху җинтав вә баш министири вен җябавларға хәт йезип, уларниң фалунгоңчиларға қаратқан бастурушини тохтитиши керәкликини тәләп қилған иди. Лекин бейҗиң шәһәрлик әдлийә идарилири дәрһалла гав җиаңниң салаһийити вә униң тиҗарәт кенишкисини бир йиллиқ әмәлдин қалдурған.

Шу сәвәбтин хәлқарадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири бу һәқтә дәрһал инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң бу һәрикитини арқа-арқидин әйибләшти. Бу мәсилә көңүл бөлгән америка дөләт мәҗлисиму барлиқ 421 авазниң қошулиши билән бу қарарни мақуллап, бейҗиң һөкүмитини гав җиаңниң салаһийитини әслигә кәлтүрүшкә үндиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.