Америка дөләт мәҗлиси җуңгоға мунасивәтлик қарар мақуллиди
2006.05.26
Америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң хәлқара мунасивәтләр комитети 3 түрлүк қарар мақуллап, хитайни диний ибадәт әркинлики вә 4 - июн тйәнәнмин вәқәсиниң 17 йиллиқини хатирләш паалийитигә зиянкәшлик қилишни күчәйтиш билән әйиблиди.
Авам палатаси пәйшәнбә күни мақуллиған - 13номурлуқ қарарниң 3 маддиси хитайға мунасивәтлик болуп, қарар лайиһисиниң 608 - маддисида " җуңгониң диний зиянкәшликни күнсери күчәйтиватқанлиқини тәнқид қилимиз" дейилгән. 804 - Маддисида хитайниң католик черкавлириға " рим ватиканиниң рухситисиз бишоп тәйинлигәнлики әйибләнгән" . Қарар лаһийисиниң 794 - маддисида " тйәнәнмин вәқәсиниң 17 йиллиқини хатирләйдиғанлиқини" билдүргән.
Бу йил - 4 июн күни тйәнәнмин вәқәсигә 17 йил болиду. Тйәнәнмин вәқәсини хатириләш тәклип лайиһисини авам палата әзаси кристофир симис оттуриға қойған болуп, у " тйәнәнмин вәқәсини унутмаслиқ керәк " деди. Кристофир симисниң әскәртишичә, тйәнәнмин вәқәсидә демократийә вә әркинлик үчүн өзини атиған нурғун яшлар өлтүрүлгән. Өлүм җазасиға буйрулған вә әмгәк билән өзгәртиш лагирлириға сүргүн қилинған. У, " бу вәқә пүтүн дуня хәлқиниң көз алдидин ғайип болмаслиқи керәк " дәйду.
Кристофир симисниң әскәртишичә, бу 17 йил җәрянида хитай бойичә көзгә көрүнәрлик чоң вәқә йүз бәрмигән болсиму, лекин тйәнәнмин вәқәсидики әһваллар һәр күни дегүдәк садир болмақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондализа райис хитайниң сиясий демократийини күчәйтишини тәшәббүс қилди
- Роберт золейк, хитайни дуняви мәсилиләрдә "мәсулийәтчан" рол ойнашқа чақирди
- Хитай америка билән һәрбий алақини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүрди
- Америка кеңәш палата әзаси бейҗиңни хитай - америка сода тәңпуңлиқи тоғрисида агаһландурди
- Хитай- америка юқири дәриҗиликләрниң 2 - нөвәтлик истиратегийилик сөһбити вашингтонда ахирлашти