Нурсултан назарбайеф 9 - ай ақ сарайни зиярәт қилиду


2006.09.13

Қазақистан учур агентлиқи президент нурсултан назарбайефниң бу айниң 29-күни америкини зиярәт қилип, ақ сарайда президент җорҗи буш билән көрүшидиғанлиқини рәсмий хәвәр қилди.

Қазақистанниң америкидики баш әлчиси қанат саудабйеф нурсултан назарбайефниң зияритиниң икки тәрәпниң истратегийилик һәмкарлиқлирини күчәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқини, йеқинқи йиллардин буян америкида қазақистанниң ишәнчилик дост икәнликигә болған чүшинишниң чоңқурлашқанлиқи, чүнки америка қошма шитатлириниң терроризмға қарши уруш, аммиви қирғин қилиш характерлиқ қоралларни чәкләш, енергийә бихәтәрликлини тәмин етиш вә әркинлик һәм демократийини илгири сүрүш җәһәтләрдә қазақистан билән көплигән ишларни бирликтә қилғанлиқи"ни билдүрди.

У, сөзидә йәнә назарбайефниң ақ сарайда җорҗи буш билән учришишиниң икки дөләт хәлқлириниң достлуқини күчәйтип, қазақистан билән америка қошма шитатлириниң истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлириниң йеңи сәвийисини яритидиғанлиқини тәкитлиди.

Буниңдин бир қанчә айлар илгири америкиниң муавин президенти дик чений астанани зиярәт қилған болуп, һазир америкиниң йеқиндин буян қазақистан билән болған һәрбий-сиясий вә иқтисадий мунасивәтләргә йеқиндин көңүл болуватқанлиқи оттуриға қоюлмақта. Бир қисим көзәткүчиләр, қазақистанниң иқтисадий тәрәққияти вә дөләт абройиниң ешишиниң униң кәлгүсидә оттура асия районидики башламчи дөләткә айлиниш мумкинчиликигә игә икәнликини көрситишмәктә.

Қазақистан учурлириға асасланғанда, нурсултан назарбайеф пакистан ислам иниститути тәрипидин 2006-йиллиқ нобел мукапатиниң намзатлиқиға көрситилгән болуп, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимму нобел тинчлиқ мукапатиниң намзити болған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.