Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: кишилик һоқуқни бихәтәрликкә қурбан қиливетишкә болмайду


2007.08.17

Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянат елан қилип, шаңхәй гуруһидики дөләтләрни қирғизистан пайтәхти бишкәктики башлиқлар йиғинида кишилик һоқуқни җари қилдуруштики һәл қилғуч пурсәтни қолдин берип қойди, дәп әйиблиди шундақла қирғизистан даирилириниң йиғин җәрянида кишилик һоқуқни чәкләйдиған бихәтәрлик тәдбирлири алғанлиқини әйиблиди.

Қирғизистан һөкүмити йиғиндин бурун вә йиғин җәрянида бишкәктики йәрлик уйғурларни улар биарам болидиған васитилар билән тәкшүрүпла қалмай, америка һәрбий базисини сақлап қелишни тәләп қилип намайиш қилған бәзи уйғурларни қолға алған вә нурғун уйғур тиҗарәтчиләрни чегридин қоғлап чиқарған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң явропа вә оттура асия ишлар мәсули холлей картнер бу һәқтики баянатида"шаңхәй гуруһиниң низамнамисида кишилик һоқуқни вә асаси әркинликни қоғдаш һәққидә маддилар бар болсиму, лекин бу өлүк нәрсигә айлинип қалди. Бу тәшкилаттики дөләтләр кишилик һоқуқ билән бихәтәрлик бир - биригә қарши нәрсиләр әмәс, бәлки бир - бири билән мунасивәтлик икәнликини билиши керәк," дәйду.

Баянатта, қирғизистан уйғур кишилик һоқуқи тәшкилатиниң рәһбири турсун ислам вә униң оғли әлиширниң 30 - июл күни бешкәктики америка әлчиханиси алдида намайиш қилип, ғәрб әллирини қирғизистанда демократийә вә кишилик һоқуқни илгири сүрүшкә чақирса, қирғиз сақчиларниң турсун исламниң оғли әлиширни қолға алғанлиқини вә әлиширниң бир қанчә күнгичә тутуп турулғанлиқини әйиблиди. Холлей картнер," қирғиз даирилири үстигә елишқа тегишлик кишилик һоқуқ мәҗбурийитини йиғинниң бихәтәрликини қоғдаш баһанисида бир чәткә қайрип қойди," дәп көрсәтти.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң бешкәктики башлиқлар йиғини пәйшәнбә күни ахирлашқан. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.