Пакистан сақчилири тәрипидин қолға елинған қизил мәсчитниң имами абдуләзиз, пәйшәнбә күни равалпинди шәһәрлик сот тәрипидин, террорлуқ һуҗум вә йәттә хитай пуқрасиниң гөрүгә елиниш вәқәсини пиланлиған, дәп әйибләнди.
Чаршәнбә күни ахшими, пакистан бихәтәрлик қисимлириниң қоршавидики қизил мәсчиттин пәрәнҗә кийип қечишқа урунған абдуләзиз, сақчиларниң қолға чүшүп қалған.
Абдуләзизниң оқуғучилири, 23- июн күни бир йиңнә билән давалаш мәркизини бесип, 6 хитай аял вә бир хитай әрни гөрүгә алған иди. Улар бу давалаш мәркизиниң әслидә бир паһишихана икәнликини билдүргән. Хитай һөкүмити бу вәқәдин кейин, пакистан һөкүмитидин пакистандики хитай ширкәтлири вә пуқралирини қоғдаш үчүн җиддий тәдбир елишни тәләп қилған.
Франисйә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистанниң йеқин иттипақдиши болған хитай һөкүмити, пакистан бихәтәрлик қисимлириниң қизил мәсчитигә қаратқан һуҗумини вә мәсчит имами абдуләзизни тутуп террорлуқ паалийити билән шуғулланған дәп, әйиблигәнликини қоллап-қуввәтлигән.
Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси чен гаң бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, "хитай һөкүмити дост вә қошна бир дөләт болған пакистанниң, иҗтимаий муқимлиқини қоғдаш үчүн алған тәдбирлирини қоллайду" дегән.
Сиясий мулаһизичиләр, қизил мәсчит вәқәси , пакистандики диний гуруппиларниң хитайға болған өчмәнликини техиму күчәйтиши мумкин, дәп пәрәз қилишмақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қизил мәсчит вәқәси хитай- пакистан мунасивәтлирини бузди
- Қизил мәсчит вәқәси хитай - пакистан мунасивитигә зәрбә бәргән
- Пакистанниң юқири дәриҗилик әмәлдари террорлуққа қарши сөһбәт өткүзүш үчүн хитайға кәлди
- Пакистан-һиндистанларда тәбиәт һадисилиридә көплигән адәмләр қазаға учриди
- Пакистан талибан оқуғучилири тәрипидин гөрүгә елинған 6 хитай қоюп берилди
- Афғанистанда қиз оқуғучилар һуҗумға учриди
- Хитай пакистандин уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтуруп беришини рәсми тәләп қилди
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә