Қизил мәсчиттики тоқунуш давамлашмақта
2007.07.07
Пакистан президенти пәрваз мушәррәп шәнбә күни ислам абаттки қизил мәсчиттә қоршав астида туруватқан диний оқуғучиларни дәрһал тәслим болушқа чақирди.
Мушәррәп ислам абатта, мухбирларға бәргән баянатида, "улар вақитни узартмай тәслим болуши керәк. Әгәр қораллирини тапшуруп тәслим болмиса, өлтүрүлүши мумкин. Биз мәсчиттә тутуп турлуватқан балилар вә аяллардин әндишә қиливатимиз. Шуниң үчүн бу мәсилигә сәврчанлиқ билән муамилә қиливатимиз" деди.
Хәвәрләргә қариғанда, шәнбә күни мәсчит әтрапидики тоқунушлар күчәйгән. Шәнбә күни чүштә пакистан һәрбий қисимлири вә мәсчит ичидики диний оқуғучилар оттурисида қаттиқ тоқунушлар йүз бәргән .
Қизил мәсчиттики радикал диний оқуғучиларға рәһбәрлик қиливатқан абдулрәшид ғази, пакистан бихәтәрлик қисимлириниң һуҗумида һазирғичә, 30 қиз вә 40 әр оқуғучиниң өлгәнликини, өлгән қиз оқуғучиларниң мәсчит һойлисиға дәпнә қилинғанлиқини билдүрди.
Лекин пакистан һөкүмити тоқунушларда 19 кишиниң өлгәнликини булар ичидә бир әскәр ниң му барлиқини баян қилмақта.
Мулла абдулрәшид ғази, мәсчит ичидә, 25, 30 күнгә йетидиған оқ вә қорал-ярақ барлиқини тәкитләп, урушни давамлаштурудиғанлиқини билдүрди.
Бу арида шәнбә күни пакистан бихәтәрлик қисимлири қизил мәсчит йенидики " фәридә" мәдрисигә һуҗум қилип мәзкур мәдрисиниң контроллиқини қолға алған. Хәвәрләргә қариғанда фәридә мәдрисиси, қизил мәсчиттики радикал оқуғучиларни ярдәм билән тәминләватқан муһим мәркәз һесаблинидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қизил мәсчитлик талиплар рәһбири өлсиму тәслим болмамду ?
- Пакистан соти қизил мәсчит имами абдуләзизни әйиблиди
- Қизил мәсчит вәқәси хитай- пакистан мунасивәтлирини бузди
- Қизил мәсчит вәқәси хитай - пакистан мунасивитигә зәрбә бәргән
- Пакистанниң юқири дәриҗилик әмәлдари террорлуққа қарши сөһбәт өткүзүш үчүн хитайға кәлди
- Пакистан-һиндистанларда тәбиәт һадисилиридә көплигән адәмләр қазаға учриди
- Пакистан талибан оқуғучилири тәрипидин гөрүгә елинған 6 хитай қоюп берилди
- Хитай -пакистан таш йоли үзүлүп қалди