Пакистан пайтәхти исламабадтики қизил мәсчиттә җүмә күни йәнә партлаш вәқәси йүз берип, аз дегән 13 адәм өлди. Пакистан һөкүмити җүмә күни қизил мәсчитниң ибадәткә ечилидиғанлиқини җакарлиғандин кейин, мәсичитни қоғдаватқан пакистан һөкүмәт қисимлири билән талиплар арисида тоқунуш йүз берип, бир қанчә киши яриланған. Партлаш вәқәси йүз бериштин бурун келип чиққан тоқунушта талиплар һөкүмәт қисимлириға таш атқан, һөкүмәт қисимлири болса талипларға яш аққузуш бомбиси билән қайтурма зәрбә бәргән.
Хәвәрләргә қариғанда җүмә намизи оқушқа кәлгән мусулманлар һөкүмәт тәрәп тәйинлигән имамни мәсчиттин қоғлап чиқирип, қизил мәсчидтики тоқунушта һөкүмәт даирилири тәрипидин қолға елинған абдуләзиз ғазиниң қоюп берилишини вә униң мәсчиткә имамәтчилик қилишини тәләп қилған.
Абдуләзиз ғазиниң иниси абдулрәшид ғази пакистан армийиси қизил мәсчиткә бесип киргәндә йүз бәргән тоқунушта өлгән иди. Мәсчидтики партлаш вәқәсини өз көзи билән көргүчиләрниң әскәртишичә, партлаш вәқәси өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум болуп, һуҗумда көп қисими сақчиларни асас қилған 13 адәм өлгән, 50 дәк адәм яриланған.
Қизил мәсчидтики тоқунуш бу айниң башлири мәзкур мәсчидтики талипларниң исламабадтики бир хитай паһишиханисиға һуҗум қилип, 7 нәпәр хитайни гөрүгә еливелишидин башланған иди. Хитай даирилири хитай пуқралирини гөрүгә тутқучиларни җазалашни тәләп қилғандин кейин, президент мушәррәп қизил мәсчидтики талипларға һуҗум қилған вә мәсчитни тазилаш һәрикитидә аз дегәндә 104 адәм өлгән иди. (Әркин)