Сабиқ чехисловакийә президенти билән далай лама бирләшмә имзалиқ хәт йезип, аңсан сучини қоллиди


2005.05.03

Сабиқ чехисловакийә президенти васлав хавел билән тибәтләрниң роһани даһиси далай лама вә атағлиқ пул - муамиләшунас җорҗи сорослар, бирма һәрбий һөкүмитигә бирләшмә имзалиқ хәт йезип, нәзәрбәнд астидики берма демократийә һәрикитиниң рәһбири аңсан сучи ханимни қоллиған. Берма һәрбий даирилириниң аңсан сучини давамлиқ нәзәрбәнт астида тутуватқанлиқиға наразилиқ билдүргән.

Қоллаш хетидә мундақ дейилгән: " тарих бизгә шуни уқтурдики, һәр қандақ игиз там яки қорал һәқиқәт вә җасәрәтниң садасини тосиялмайду." Аңсан сучи нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән берма демократийә һәрикитиниң атағлиқ рәһбири.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, далай лама вә васлав хавиллар хәлқара җәмийәт дуч келиватқан бәзи җидди риқабәтләргә қарши һәмкарлишишни қобул қилған.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, улар оттурисидики һәмкарлиқ түри б д т кишилик һоқуқ комитетини ислаһ қилиш қатарлиқ бир қатар мәсилиләрни өз ичигә алидикән. Б д т ниң баш катипи кофи аннан, йеқинда кишилик һоқуқ комитетини ислаһ қилишқа чақирған иди. Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң комисари, луйиса арбор, кишилик һоқуқ комитетини үзүл - кесил ислаһ қилишни оттуриға қойған.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, б д т бу йил 6 - айда кишилик һоқуқ комитетини ислаһ қилиш мәсилисини музакиригә қойидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.