Америка хитайниң йәттә ширкитигә иқтисади җаза йүргүзди


2004.09.30

Америка һөкүмити иранға башқурулидиған бомба вә кәң көләмдә йоқитиш характерлик қорал- ярақ техникисини сатқан йәттә хитай ширкитигә иқтисади җаза йүргүзгәнликини елан қилди.

Америка ташқи ишлар министирликиниң чаршәнбә күни билдүрүшичә, америка 23 - сентәбирдин башлап,бу ширкәтләргә иқтисади җаза йүргүзгән. Хитай ширкәтлири билән биллә йәнә, икки нәпәр һендистанлиқ киши, шундақла росийә, окраинийә, испанийә, белоросийә вә шималий корийиниң бәш ширкитиму америка һөкүмитиниң иқтисади җазасиға учриған. Иқтисади җазаға асасән, мәзкур ширкәтләр вә кишиләрниң икки йил ичидә америка һөкүмити билән һәр қандақ тиҗарәт елип бериши вә америкидин юқири техникиларни сетивелиши чәклиниду.

2000 - Йили америкида мақулланған "иранда кәң көләмлик йоқитиш характерлик қоралларниң кеңийишини чәкләш қануни" бойичә, һазирға қәдәр 23 ширкәт вә киши иқтисади җазаға учриди. Буниң ичидә хитай ширкәтлири көп санни игиләйду. Америка һөкүмити иранни ядро қоралларни вәхпи һалда тәрәққи қилдурмақта дәп әйиблимәктә. Әмма, иран болса буни рәт қилип кәлмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.