Америка һөкүмити хитайға қорал сатқанларни мәсулийәтчан болушқа чақирди
2004.12.17
Америка һөкүмитиниң баянатчиси скот макмилан җүмә күни вашнгтонда бәргән баянатида, америка һөкүмити исраилийә вә яврупа дөләтлирини хитайға қорал вә һәрбий техника сетиш мәсилисидә мәсулийәтчанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақириду, диди.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка мудапиә министирлиқиниң хитай билән исраилийә оттурисидики қорал содиси тоғрисида баян қилған әндишилири һәққидики бир соални җавапландурған макмилан, "биз узундин бири хитайға қорал вә һәрбий техника сетиш мәсилисидики әндишилиримизни тәкитләп келиватимиз. Дост вә иттипақдаш дөләтләр билән болған сөһбәтлиримиздә бу мәсилини йәнә оттуриға қойимиз" дәп көрсәтти.
Макмилан америка һөкүмити исраилийиниң 2000 - йили хитайға алдинала сигнал бериш радар системиси сетиш пиланидин ваз кәчкәнликини тәқдирләйду, диди.
Франсийә вә гирманийә қатарлиқ дөләтләр, 15 йил бурун хитайға қарита йолға қоюлған қорал имбаргосини бикар қилиш үчүн яврупа иттипақиға бесим ишләтмәктә.
Америка һөкүмитиниң баянатчиси макмилан, биз ниң мәқситимиз америка вә иттипақдаш күчләрниң һәмдә пуқраларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиштин ибарәт болуп исраилийә вә яврупа иттипақи дөләтлириниму бу асаслиқ мәсилидә бизгә охшаш чүшәнчигә игә дәп қараймиз. Шуниң үчүн улар ниң бу мәсилидә тоғра қарар алидиғанлиқиға ишинимиз, диди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка исраилийиниң хитайға қорал сетишиға қайта наразилиқ билдүрди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди
- Америка армийиси фалуҗаһта зор бир түркүм қоралларни байқиди
- Путин русийиниң йеңи типтики ядро бомба сестимиси ясаватқанлиқини ейтти
- Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
- Америка тәкшүргүчиси ирақниң ядро қоралларға игә әмәсликини билдүрди
- Америка хитайниң йәттә ширкитигә иқтисади җаза йүргүзди
- Шимали корийә ядро қораллардин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди
- Хитай билән америка ядро қораллар мәсилисидә ихтилабларни һәл қилишқа қарап йүзләнди