Дуня сәһийә тәшкилати, қуш зукиминиң башқа районларға тарқилишидин әндишә қилмақта
2005.06.28
Дуня сәһийә тәшкилати хадимлири, хитайда оттуриға чиққан қуш зукиминиң мәзкур вирус билән юқумланған хитайдики ява қушлар арқилиқ кәлгүси бир нәччә ай ичидә хитайға қошна районларға йийилиши мумкинлиқини билдүрди. Уларниң билдүрүшичә, һәр йили сентәбир ейида, райондики ява қушлар көчүшкә башлайдиған болуп, бу қушлар хитайда юқтурувалған қуш зукимини өзлири билән биргә башқа районларға елип бериши мумкин икән.
Уларниң ейтишичә, хитайниң бу ява қушларниң башқа районларға көчүшиниң алдини елиш имканийити йоқ икән.
Қуш зукими кесәллики, май ейида хитайниң чиңхәй өлкисидә оттуриға чиққан болуп, һазирғичә мәзкур кесәлликтин чиңхәйдә 5000 дин артуқ йәни һөкүмәтниң елан қилғинидин бәш һәссә көп қуш өлгән. Қуш зукими кесәллики пәқәт чиңхәй өлкисидила әмәс, уйғур елидиму байқалған.
Қуш зукиминиң қайтидин оттуриға чиқиши, мәзкур вирусниң алдини елиш үчүн паалийәт елип бериватқан мутәхәссисләрни әндишиләндүрмәктә. Улар болупму бу вирусниң һайванлардин адәмләргә асан юқудиған бир вирус шәклигә айлинип пүтүн дуняға тарқилип кетишидин әндишә қилмақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т хитайни қуш зукам виросиға қарши дориларни өй қушлириға ишләтмәсликкә агаһландурди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни қуш зукам вируси тоғрисида агаһландурди
- Чиңхәйдә қуш зукам виросида өлгән қушларниң сани әслидикидин көп болуп чиқти
- Чиңхәйдә қуш зукими байқалди
- Дуня сәһийә тәшкилати асияда қуш зукиминиң ямрап кетиши мумкинликини агаһландурди