Русийә вә қазақистан қуш зукимидин мудапиәлиниш тәдбирлирини алди
2005.08.01
Дүшәнбә күни русийиниң хитайға қошна районлири вә қазақситан, қуш зукими кесәлликиниң хитайдин ғәрбкә қарап тарқилишниң алдини елиш үчүн, хитайға қошна районлардики өй қушлирини өлтүрүшни пиланлимақта.
Русийиниң новсибирск өлкиси хадимлири, сәйшәнбә күни райондики қуш зукими байқалған 13 йезидики өй қушлирини өлтүрүшкә башлайдиғанлиқини билдүрди . Итартас агентлиқиниң хәвәр қилишичә, новсибирск өлкилик һөкүмәт аллиқачан қуш игилиригә төләм төләш үчүн паалийәт елип бармақта икән.
Русийә сәһийә минситирлиқи хадимлири, районда байқалған қуш зукими кесәликиниң новсибирск районидики көлләрдә тохтап өтидиған күчмән қушлар тәрипидин районға елип келингән болуши мумкинлиқини билдүрмәктә. Уларниң ейтишичә, кесәллик байқалған районда күндә 6000 киши дохтур тәкшүрүшидин өтүватқан болуп,қушлар, қуш гөши йемәкликлири вә қуш йәмлириниң кесәллик байқалған райондин башқа районларға йөткилиши пүтүнләй чәкләнгән .
Бу арида қазақситан сәһийә минситирлиқи хадимлири, қазақистанниң павлуда өлкисидә 20 - июл күни 600 өй қуши қуш зукими кесәликидин өлгәндин кейин, районда 2350 ғаз вә 250 өрдәкниң сәһийә министирлиқи тәрипидин өлтүрүлгәнликини билдүрди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийидә тунҗи қетим қуш зукам вируси байқалди
- Мутәхәссисләр: чиңхәйдики қуш зукам вирусиниң әтраптики районларға тарқилиш мумкинчилики зор
- Қуш зукиминиң тарқилишиға тақабил турудиған программа һазирланди
- Б д т хитайни қуш зукам вируси һәққидә агаһландурди
- Дуня сәһийә тәшкилати, қуш зукиминиң башқа районларға тарқилишидин әндишә қилмақта