Явропа иттипақи, русийә вә қазақистандин қуш вә қуш пәйлирини импорт қилишни чәклиди
2005.08.08
явропа иттипақи иҗраийә комитети дүшәнбә күни явропа иттипақи дөләтлирини қуш зукими кесәлликиниң явропа дөләтлиригә тарқилишиниң алдини илиш үчүн, 12 - авғусттин башлап, русийә вә қазақистандин җанлиқ қуш вә қуш пейи импорт қилишини чәкләшкә чақирди.
явропа иттипақи иҗраийә комитети тәрипидин бу мунасивәт билән елан қилинған баянатта, русийә вә қазақситанниң явропа иттипақиға қуш, қуш гөши екиспорт қилиши чәкләнгән хитай, пакистан вә вейтнам қатарлиқ 9 дөләт тизимликигә киргүзүлгәнлики билдүрүлгән.
Русийә һөкүмәт хадимлири 29 - июл күни сибирийидики новсибирск өлкисидә қуш зукими кесәлликиниң байқалғанлиқини җакарлиған иди. 2003 - Йили шәрқи җәнубий асия дөләтлиридә оттуриға чиққан мәзкур кесәлликтин һазирғичә аз дегәндә 60 киши өлгән.
Тиббий мутәхәссисләр, қуши зукими кесәллики хитайниң ғәрбий районлирида байқалғандин кейин, бу кесәлликниң русийә вә қазақиситанғиму тарқилиши мумкинлиқини алдин билдүргән иди. (Қанат)