Қуши зукими кесәллики сибирийидин русийниң башқа районлириғиму тарқилиши мумкин икән
2005.08.09
Русийә сәһийә министирлиқи хадимлири сәйшәнбә күни, русийиниң сибирийә районида оттуриға чиққан қуш зукими кесәликиниң башқа районларға тарқилиши мумкинлиқини билдүрди. Уларниң ейтишичә, кесәлликниң тарқилишиниң алди елинғанлиқи һәққидә һечқандақ бишарәт мәвҗут әмәс икән.
2003- Йили асия қитәсиниң бәзи районлирида оттуриға чиққан қуш зукими кесәлликидин һазирғичә 50 дин артуқ адәм өлгән. Мәзкур кесәллик июл ейиниң оттурилирида аввал русийә, андин қазақситандиму байқалған иди.
Русийә җиддий һаләт миниситирлиқиниң билдүрүшичә, июл һазирға қәдәр русийидә мәзкур кесәллик сәвәбидин 5583 явайи вә өй қуши өлгән.
Бу арида өзбекистан зираәт минстирлиқи, қазақистан вә русийидин һәр түрлүк қуш, тоху вә тухум импортини чәклигәнликини җакарлиди. (Қанат)