Америка башчилиқида йәр шари қуш зукам вирусиниң алдини елиш оргини қурулди
2005.09.16
Америка президенти җорҗи буш, б д т башлиқлар йиғинида қуш зукам вирусиға қарши йәр шари характерлик орган қурушқа йитәкчилик қилидиғанлиқини җакалиғандин кейин, дуня сәһийә тәшкилати пәйшәнбә америка һөкүмәт даирилири билән ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, һазирғичә 16 дөләтниң мәзкур органға қатнашқанлиқини елан қилди.
Бу дөләтләр аргинтина, австралийә, канада, японийә, русийә малайшия, сингапор, әнгилийә, һиндистан вә вейтнам, тайландларни өз ичигә алидикән. Хитай қуш зукам вирусиниң һуҗумиға учриған дөләт болсиму, әмма мәзкур органға һазирғичә қатнашмиған.
Америка ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлар, хитайниң немә үчүн бу органға қатнашмиғанлиқини чүшәндүрмиди. Уларниң тәкитлишичә, президент буш, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учрашқанда қуш зукам вирусиға қарши тәдбир елиш мәсилисини оттуриға қойған.
Хитайда типлиқ қуш зукам вируси, бу йил 4 - вә 5 - айларда чиңхәй өлкиси вә уйғур аптоном районидики чөчәк, санҗи қатарлиқ җайларда байқалди. Әмма хитай һөкүмити дуня сәһийә тәшкилатиниң чөчәк вә санҗиларда тәкшүрүш елип бериш тәлипини рәт қилған.