Қуш зукам вируси 150 милйон инсанниң җениға замин болуши мумкин


2005.09.30

Б д т сәһийә даирилири қуш зукам вирусиниң тарқилиш хәвпи һәр вақит мәвҗут икәнликини агаһландуруп, 5 милйондин 150 милйонғичә инсанниң бу вирустин өлүш еһтимали барлиқини билдүрди.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң әмәлдари дәйвид набарро, қуш зукам вирусиниң өзгәргән түри асияда қайтидин тарқилиши мумкин, дәп көрсәтти.

Набаррониң тәкитлишичә, әгәр бу вирус тарқилип кәтсә, кишиләрниң һаяти пәвқуладдә вә еғир бузғунчилиққа учрайдикән. Қуш зукам вируси 2003 - йилдин бери асиядики тоху вә явайи қушларда байқилишқа башлиған.

Мәзкур вирус бу йилниң башлирида хитайниң чиңхәй районида байқалғандин кейин узун өтмәй, уйғур аптоном районидики чөчәк вә санҗи қатарлиқ җайларда байқалди. Әмма хитай һөкүмити дуня сәһийә тәшкилати хадимлириниң бу җайларда тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилмиған.

Набаррониң тәкитлишичә, қуш зукам вирусиниң тарқилиш сүрити йәр шариниң иссип кетиши яки әйдиз вирусиниң тарқилиш сүритидин 10 һәссә тез икән. У, әгәр бу вирус контрол қилинмиса, дуня бойичә 5 милйондин 150 милйонғичә инсанниң өлүдиғанлиқини агаһландурди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.