Түркийидә қуш зукими байқалди


2005.10.09

Түркийә йеза игилик министирлиқи йәкшәнбә күни түркийидә тунҗи қетим қуш зукиминиң байқалғанлиқини испатлиди.

Түркийә даирилириниң мәлум қилишичә, улар бу қуш зукими кесилини өткән чаршәнбә күни түркийиниң ғәрбий қисмидики бир деһқанчилиқ мәйданида тунҗи байқиған болуп, бу кесәлниң русийә тәрәптин кәлгән болуши мумкинлики пәрәз қилинмақта.

Түркийә йеза игилик министирлиқи, нөвәттә бу вәзийәтниң контрол қилинғанлиқини һәмдә уларниң верус тарқилишиниң алдини елиш чарилирини қолланғанлиқини билдүрди. Гәрчә һөкүмәт тәрәп қанчилик өй қушлирида бу кесәлниң байқалғанлиқи тоғрисида ениқ санлиқ мәлумат бәрмисиму, әмма түркийидики бир телевизийә истансиси 2000 ға йеқин қушниң қуш зукими билән юқумланғанлиқини мәлум қилди.

Шундақла һазир бу қуш зукиминиң адәмләргә тарқилишчан хәвпиниң бар-йоқлиқи техи ениқланмиған. Өткән йилдин башлап тарқиливатқан қуш зукими шәрқий җәнубий асия райониға бир қәдәр еғир тәсир көрсәткән болуп, бу һәтта адәмләргиму юқуп, әҗәллик ақивәтләрни кәлтүрүп чиқарған иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.