Президент буш дөләт мәҗлисиниң қуш зукам вирусиға қарши мәбләғ аҗритишини тәләп ‎қилди


2005.11.01

Америка президенти җорҗи буш сәйшәнбә күни дөләт мәҗлисидин қуш зукам вируси типидики ‎юқумлуқ кесәлләргә қарши мудапиә тәдбири елиш үчүн 7 милярд 100 милйон доллар ‎тәстиқлашни тәләп қилди. ‎

Буш сәйшәнбә күни вашингтон әтрапидики дөләтлик сәһийә тәтқиқат инистутида сөзлигән ‎нутуқида, " дөлитимиз яки дуняда қуш зукам вирусиниң партлаш әһвали техи ‎көрүлмиди," дәп әскәртиш билән биргә, "әмма биз буниң партилшини күтүп олтурсақ ‎кечикимиз," дәп көрсәтти. ‎

Президент бушниң агаһландурушичә, қуш зукам вирусиниң кәң көләмдә тарқилишни ‎кәлтүрүп чиқиридиған бишарәтләр көрүлмәктә. У, бу әһвал миңлиған кишиләрниң ‎җениға замин болидиғанлиқини тәкитлиди. ‎

Канада һөкүмити өткән һәптә кюбек қатарлиқ өлкиләрдики бәзи қушларда зукам ‎вирусиниң байқалғанлиқини елан қилған. Әмма даириләр бу вирусиниң хитай қатарлиқ ‎дөләтләрдә байқалған қуш зукам вируси билән қандақ мунасвити барлиқини техи ‎ениқламиди. ‎

Зукам зукам вируси бу йил 4 - айда хитайниң чиңхәй көлидики ява қушларда ‎байқалғандин кейин, узун өтмәйла уйғур аптоном райониниң чөчәк вә санҗи ‎қатарлиқ җайлиридики өй қушлирида тепилған. Хитай даирилири дуня сәһийә тәшкилатиниң ‎чиңхәйдә тәкшүрүш елип беришиға йол қойған болсиму, әмма уларниң чөчәк ‎билән санҗида тәкшүрүш елип бериш тәлипи рәт қилинди. ‎

Дүшәнбә күни "шаңхәй малийә - иқтисад гезити" мақалә елан қилип, хитай даирилирини қуш ‎зукам вируси һәққидә тәминлигән учури конкрет әмәс, дәп тәнқидлигән. (Әркин)‎

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.