Дуня сәһийә тәшкилати хитайни қуш зукам вируси һәққидә агаһландурди


2005.12.09

Хитай даирилири өткән дүшәнбә күни уйғур аптоном райониниң поскам қатарлиқ қуш зукам вируси байқалған җайлирида айрим көзитиш тәдбирлирини әмәлдин қалдурғандин кейин, дуня сәһийә тәшкилати баянат елан қилип, хитайда қуш зукам вируси билән юқумлиниш вәқәлири техиму көп йүз бериш мумкинчилики бар, дәп агаһландурди.

Аптоном районлуқ чарвичилиқ назарити өткән сәйшәнбә күни поскамда айрип көзитиш тәдбириниң бикар қилинғанлиқини елан қилип, башқа җайлардиму пат йеқинда арқа - арқидин бикар қилинидиғанлиқини билдүргән.. Хитай даирилири һазирғичә уйғур аптоном районида адәмләрниң бу вирус билән юқумлиниш әһвали көрүлмигәнликини әскәртип кәлмәктә.

Хитай сәһийә министирлиқи пәйшәнбә күни лявниңда бир аялниң бу вирус билән юқумланғанлиқини елан қилди. Дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайда турушлуқ вәкили хәнк бекдамниң агаһландурушичә, қиш пәслидә вирусниң техиму көп тарқилиш мумкинчилики мәвҗут. У," биз буниңға охшаш вәқәләрниң кәлгүси бир қанчә һәптә ичидә йәнә йүз беришини күтүватимиз" дәйду.

Буниң алдида өткән сәйшәнбә күни гуаңши җуаңзу аптоном районида 10 яшлардики бир өсмүр қиз бу вирусни юқтурувалған. Уйғур аптоном районида қуш зукам вируси ахирқи қетим күнәс наһийисиниң бәштөпә йезисида байқалған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.