Қуш зукими кесәллики түркийидә кеңәймәктә
2006.01.09
9-январ күни түркийә сәһийә минситирлиқи хадимлири, түркийиниң шәрқий районида байқалған қуш зукими кесәлликиниң бу дөләтниң ғәрбий районлиридиму оттуриға чиққанлиқини билдүрди.
Хәвәрләргә қариғанда, түркийиниң әң муһим сода вә тиҗарәт мәркизи һәмдә асияни явропаға бағлайдиған асаслиқ порт һесабланған истанбул шәһиридә 23 киши қуш зукими вируси билән юқумланған дегән гуман билән дохтурханиға ятқузулған болуп, уларниң 13 и кичик балилар икән.
Түркийә сәһийә министирлиқи хадимлири, түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһири әтрапидики йезиларда елип берилған тәкшүрүшләрдә үч кишидә қуш зукими вирусиниң байқалғанлиқини билдүрмәктә.
Қуш зукими кесәлликиниң явропаниң ишики дәп аталған 12 милйон нопусқа игә истанбул шәһиридә оттуриға чиқиши нурғунлиған кишиләрни әндишигә салмақта. Чүнки бу кесәлликниң истанбулда оттуриға чиқиши, мәзкур вирусниң явропаға тарқилип, чоң бир апәткә айлинип кетиш еһтималлиқини пәйда қилмақта.
Өткән һәптә түркийиниң шәрқий районида бир аилиниң үч балиси қуш зукими кесәллики сәвәбидин өлгән иди. (Қанат)