Қуш зукими вируси асаслиқ асия дөләтлиридә көп таралмақта


2006.01.12

Дуня сәһийә тәшкилатиниң алий дәриҗилик хадими, һәр қайси дөләтләрдин җиддий тәдбир қоллинип, қуш зукиминиң тарқилип кетишиниң алдини елишни йәнә бир қетим тәләп қилди.

Ройетрис агентлиқиниң 12 ‏- январ күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, гәрчә көплигән дөләтләрниң һөкүмәтлири зор тиришчанлиқ көрситип қуш зукиминиң алдини еливатқан болсиму, әмма қуш зукиминиң чоң көләмдә партлаш хәвпи йәнила мәвҗут икән.

Һазирға қәдәр хитай, қазақистан вә вейтнам қатарлиқ асия дөләтлиридә қуш зукими вируси билән юқумланған бир қанчилиған бимарлар қаза қилған болуп, чаршәнбә күни һиндонезийидә 12 адәм мәзкур вирус билән өлгән. Буниңдин сирт түркийидиму мәзкүр вирус билән бир аилидин 3 бала бирақла һаятидин айрилған иди.

Дуня сәһийә тәшкилати, асия дөләтлиридә пәйда болған җанға замин бу хил вирустин әндишә қиливатқан бир пәйттә, түркийидиму бу хил әһвалниң оттуриға чиқиши, яврупада қуш зукими вирусиниң пәйда болуш әндишисини күчәйтмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.