Хәлқара қуш зукам вируси ианә топлаш йиғини бейҗиңда ечилди
2006.01.17
Қуш зукам вирусиға қарши туруш бойичә хәлқара ианә топлаш йиғини сәйшәнбә күни бейҗиңда башланди. Дуня банкисиниң әскәртишичә, қуш зукам вирусини бир тәрәп қилиш вә униң инсанлар арисида тарқилишидин сақлиниш үчүн кәлгүси 3 йилда бир милярд 500 милйон долларға еһтияҗ чүшиду.
Қуш зукам вирусида һазирға қәдәр дуня бойичә 2003 - йилдин бери 79 адәм өлди. Бу қетим йиғин зукам вирусиға қарши туруш тәдбирлири елишқа ианә топлашни мәқсәт қилған. Тәрәпләр ианиниң көзләнгән сандин ешип кетишини үмид қилмақта. явропа иттипақи 121 милйон доллар ианә беридиғанлиқини җакарлиған. Дуня сәһийә тәшкилатиниң әмәлдари маргарет чәнниң тәкитлишичә, ианә пуллар қуш зукам вирусиниң тәһдитигә учриған намрат дөләтләрдики өлүм - йитимни азайтиш, вирусниң кеңийишини тизгинләшкә ишлитилидикән.
Дуня банкиси, ианә пулниң 45 % вейтнам, һиндонезийә, камбоджа, тайланд вә лаус қатарлиқ дөләтләргә ишлитидиғанлиқини билдүрди.
Хитай қуш зукам вируси әң көп байқалған дөләтләрниң бири. Хитай даирилириниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, 2005 - йили хитай бойичә 32 йәрдә қуш зукам вируси байқалған болуп, 22 йерим милйон учар қуш мәзкур вирус сәвәбидин өлтүрүлгән. Уйғур аптоном райони өткән йили хитай бойичә қуш зукам вируси әң көп байқалған район болуп қалди. (Әркин)