Дуня сәһийә тәшкилатиниң тор бетидә 7 - айниң 11 - күни, һиндонезийидә 6 яшлиқ бир оғул бала қуш зуками билән юқумлинип өлгәнлики елан қилинди.
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, әң бурун әнглийиниң шотландийидә 1959 - йили H7N7 бәлгилик қуш зуками вируси байқалған иди. Бу хил вирус 2006 - йили йәнә шотландийидә тәкрар байқалди. Әмма қуш зуками вирусиниң башқа бирхил типи болған H5N1 бәлгилик адәмдин - адәмгә юқудиған вируси 1997 - йили хоңкоңда байқалғандин кейин, бу хил вирус 2003 - йилиға кәлгәндә әзәрбәйҗан, камбоджа, хитай, мисир, һиндонезийә, ирақ, лаус, негирийә, тайланд, түркийә, вйетнам қатарлиқ 39 дөләткә тарқалди. Бултур йәнә 30 дөләткә кеңәйди.
Һазирға қәдәр, юқумлуқ қуш зуками вируси билән юқумланғанлиқи дохтурханиларда ениқланған 318 адәмниң 192и давалаш үнүм бәрмәй өлүп кәтти. Қуш зукамидин мудапиә көрүш җәрянида 30 милйон қуш өлтүрүлди. Һазир һәтта аққуларму бу хил вирусни тарқитидиған қушлар тәвәсигә кирип қалди.
Хәвәрдә баян қилинишичә, юқумлуқ қуш зуками вируси билән юқумланған кишидә, адәттики зукамға охшаш иситмиси өрләш, йөтилиш, димақ -гал ечишиш, пүтүн москуллар ағриш, көзи қизириш аламәтлири пәйда болидикән. юқумлуқ қуш зуками вирусидин, болупму адәмдин -адәмгә юқудиған қуш зуками вирусидин мудапиәлиниш үчүн , һазир пүтүн дуня бирдәк җиддий тәдбир қоллинишқа тоғра кәлмәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Костарикада, хитайниң зәһәрлик чиш пастиси байқалди
- Тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи рәт қилинди
- Қуш зукими асия дөләтлиридә тарқалмақта
- Қуш зукими ваксиниси байқалди
- Афғанистанда қуш зукими оттуриға чиқти
- Қуш зукими дуня миқясида тарқилишқа башлиди зукам
- Қуш зукуми вируси техиму көплигән асия дөләтлиридә тарашмақта
- Германийиниң шималида тунҗи қетим қуш зукими вируси байқалди
- Қуш зукими сәвәбидин йәнә бир нәччә киши қаза қилди