Америкиниң хитайни тәнқид қилиш лайиһисидин ваз кәчкәнлики кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриди
2005.03.18
Америка һөкүмитиниң җәнвәдә ечилидиған б д т йиғинида хитай кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилиш лайиһиси оттуриға қоюштин ваз кәчкәнлики, кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати қатарлиқ хәлқара кишилик органлириниң тәнқидигә учриди.
Мәркизи нйо - йорктики хәлқара кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип, атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң қоюп берилгәнликидин хошал болғанлиқини билдүрди. Амма бу рабийә қадирни бир қанчә йил түрмигә солиған хитай һөкүмитиниң сияси нәтиҗиси болуп қалмаслиқи керәк, дәп көрсәтти. Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити һәр йили хәлқара чоң вәқәләрниң алдида бәзи атағлиқ сияси мәһбусларни қоюп берип , хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә учраштин өзини қачуруп кәлмәктикән.
Кишилик һоқуқ көзүтүш тәшкилати, рабийә қадирни қоюп бериш буниң типик мисали, дәп тәкитлиди. Хәлқара кишилик һоқуқ көзүтүш тәшкилатиниң билдүрүшичә, б д т кишилик һоқуқ комитетитиниң йиғинида бирәр дөләт оттуриға чиқип, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилмайватқанлиқидин ибарәт бу риаллиқни тәнқид қилмиса, бу хәлқара җәмийәтниң мәғлубийити болиду , дәп көрсәтти.
Шу күни, мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати, бейҗиң даирилирини хитай түрмисидики сияси мәһбусларни хәлқара җәмийәт билән содилишидиған сияси козурға айландурвелиш билән әйиплиди. Америка һөкүмити алдинқи күни б д т кишилик һоқуқ комитетитиниң бу йилқи җәнвә йиғинида хитайни тәнқид қилиш лаһийиси сунмайдиғанлиқини җакарлиди. Америка бу қарарни рабийә қадир қоюп берилишниң бир қанчә саәт алдида елан қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т кишилик һоқуқ әмәлдарлири хитайни зиярәт қилмақчи
- Америка хитайниң кишилик һоқуқини әйибләйдиған қарар лайиһиси сунмайдикән
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң йиғини башланди
- Б д т кишилик һоқуқ комитети хитай әдлийә органлирини тәнқид қилди
- Б д т дуня нопусиниң 2050 - йили тоққуз милярдтин ашидиғанлиқини мөлчәрлимәктә
- Америка хитайниң рабийә қадирни қоюп беришни тәләп қилди