Рабийә қадир ханим вашингтон почтиси гезитидә мақалә елан қилди


2008.04.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, америкида чиқидиған даңлиқ вашингтон почтиси гезитидә мақалә елан қилип, йеқинда тибәттә йүз бәргән вәқәләрни 1997‏ - йили шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридә йүз бәргән вәқәләр билән селиштурған.

Мақалисидә, дуня җамаәтчилики, тинчлиқ билән намайиш өткүзгән тибәтлик раһибларниң хитай армийиси тәрипидин қандақ вәһшийлик билән бастурулғанлиқини қорқунч вә вәһимә ичидә көзәтти дәп көрсәткән рабийә қадир ханим" телевизордики намайиш вә қанлиқ тоқунуш көрүнүшлирини көргинимдә һаятимниң әң муһим бурулуш нуқтисини есимгә алдим" дегән.

Мақалисидә, хитай даирилириниң, 1997‏ - йили феврал ейида, шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридә, әркинлик, баравәрлик, инсани һәқ - һоқуқ тәләп қилип намайиш өткүзгән миңлиған уйғур яшлирини қораллиқ бастурғанлиқини, аман қалғанлирини тутқун қилип, йүзлигән уйғур яшлирини өлүм җазасиға һөкүм қилип, етип өлтүргәнликини әскәрткән рабийә қадир ханим " мән ғулҗидики қанлиқ бастурушта өлтүрүлгән уйғурларниң аилилиригә ичинғинмдәк, тибәттики тинчлиқ билән өткүзүлгән намайишта, хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгән тибәтләрниң аилисигә ечинимән, чүнки мән қиз - оғуллири намайишта етип өлтүрүлгән уйғур ата - аниларниң йиғисини аңлидим" дәйду.

Мақалисидә, уйғур вә тибәтләрни хитай һакимийити астида, инсани һәқ - һоқуқлиридин мәһрум һалда яшаватқан икки тәқдирдаш хәлқ дәп көрсәткән рабийә ханим, бейҗиң һөкүмити олимпик арқилиқ хитайни дуняға инақ бир җәмийәт қилип көрситип, өзиниң қанлиқ һакимийитини йошурушқа урунуватиду. Лекин инақ җәмийәт һечқачан хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан вә тибәткә қаратқан сиясити билән қурулмайду" дегән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.