Америка пуқралири билән дөләт мәҗлиси әзалириниң хитай һәққидики көз- қариши пәрқлиқ икән
2005.04.07
Әң йеңи елан қилинған бир тәкшүрүш доклатидин ашкарилинишичә, көп қисим америка пуқралириниң хитайға болған қариши илгирикидин яхшиланған. Бирақ, көп қисим америка дөләт мәҗлиси әзалири хитайға тәнқидий көз қарашта икән.
Хәлқара зогбай райини синаш ширкити көзгә көрүнгән америкилиқ хитайлардин тәшкилләнгән " йүз кишилик комитет" тәшкилатиниң вакалити билән, америкиниң сода саһәсидики рәһбәрләр, аддий пуқралар вә дөләт мәҗлиси хадимлири үстидин райи синаш елип барған.
Чаршәнбә күни елан қилинған тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, америка дөләт мәҗлисиниң хадимлириниң аран 19٪ и хитайға иҗабий қарайдикән. Уларниң 54٪ и хитайни америкиға иқтисадий тәһдид дәп һесаблайдикән.
Америка пуқралириниң көз - қариши болса буниңдин пәрқлиқ болуп, 59٪ америка пуқралири хитайға иҗабий көз қарашта икән. Бирақ улар хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси вә америкидики иш пурситиниң хитайға еқип кетиши мәслисигә интайин көңүл болидикән. 70٪ Кишиләр хитай маллирини америка базириға киргүзүштә, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисиға қараш керәк дәп ойлайдикән. (Арзу)