Америка вә канададики пуқраларниң йеримидәки хитайниң дуня тинчлиқиға тәһдид елип келишидин әндишә қилидикән


2005.06.12

Шималий америка қитәсидики аммиви ишларни тәтқиқ қилидиған бир ширкәтниң елан қилған әң йеңи хәлқ райини синаш доклатидин ашкарилинишичә, америка вә канададики йеримдәк пуқралар хитай тәһдиди қаришиға қошулидикән.

Доклатқа қариғанда, ٪ 54 америкилиқ вә ٪ 40 канадалиқ " әгәр хитай дуняда дәриҗидин ташқири чоң дөләткә айланса, дуняниң тинчлиқиға тәһдид елип келиду" дәп қарайдикән. Үчтин икки қисим америкилиқлар вә йеримдәк канадалиқлар хитайниң өз дөләтлиридики иш тепиш пурситигә еғир тәһдид елип келидиғанлиқиға ишинидикән.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, мәзкур ширкәт 4 - айда миңдәк америкилиқ вә канадалиқниң райини синаш елип барған. Ширкәт мәсулиниң тонуштурушичә, америкилиқлар, канадалиқларға қариғанда хитайниң күчийишигә техиму әндишә билән қарайдикән.

Бирақ доклаттин мәлум болушичә, көплигән америкилиқ вә канадалиқлар хитайниң хәлқарада күнсери муһим рол ойнишиниң хитайдики демократийини илгири сүришигә ишәнмәйдикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.