Японийә вә америкиниң көп қисим пуқралири хитайға ишәнмәйдикән

Йеқинда японийә билән америкиниң бирлишип елип барған бир қетимлиқ хәлқ райини синаш доклатидин мәлум болушичә, көп қисим японийә вә америка пуқралири хитайға ишәнмәйдикән. Шундақла уларниң күпчилиги хитайниң һәрбий күчини тәһдит дәп қарайдикән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка гәлоп ширкити (Gallop) елип барған тәкшүрүш нәтиҗисидә, синаққа қатнашқан японийә пуқралириниң 73% и хитайға ишәнмисә, 76% и хитайниң һәрбий күчиниң йүксилишини японийигә тәһдит дәп қарайдикән.

Америкида болса, 23% америка пуқраси америка-хитай мунасивити яхши болмайду десә, 53% и хитайға ишәнмәйдикән. Әмма хитайниң һәрбий күчини тәһдит дәп қарайдиғанлар болса 74% болған.

Мәзкур хәлқ райини синаш тәкшүрүши бу йил 11‏- айда телефон арқилиқ 18 яштин юқири болған 1006 нәпәр японийилик вә 1001 нәпәр америкилиқ үстидин елип берилған. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org