Пәнтагон: хитай, америкиниң әң чоң һәрбий рәқиби
2006.02.05
Пәнтагон йәни америка дөләт мудапиә министирлиқи җүмә күни чиқарған бир парчә доклатида, хитайни америкиниң һәрбий саһәдики әң чоң рәқиби дәп көрсәтти.
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң 4 йилдин буянқи көзитишигә асасән чиқарған бу доклатида, хитай илгири муқим һаләтни сақлиған болсиму, лекин 1996- йилидин башлап, мәхпий һалда һәрбий күчи қурулушини кеңәйткәнлики оттуриға қоюлған.
Пәнтагон доклатида, " хитай- америкиниң әнәнивий һәрбий үстүнликигә тақабил туруш үчүн йоқитиш характерлик һәрбий техникиларни тәрәққий қилдуруш еһтималлиқи әң чоң болған дөләттур" дәп язған. Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң сиясәт чиқириш ишлириға мәсул муавин секритари райин хеннри, америка һәрбий тәрәп, хитайниң һәрбий тәрәққиятини хәлқарадин йошурмаслиқини үмид қилидиғанлиқини һәмдә һәрбий пилани һәққидики мәқситини чүшәндүрүши керәкликини билдүрди.
Доклатта гәрчә хитайниң һәрбий тәһдити тәкитләнсиму, лекин америкиниң йәнила хитайниң тинч иқтисадий тәрәққият йолини вә сиясий әркинлик принсипини таллишини бәкрәк қоллайдиғанлиқи әскәртилди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һәрбий даирилири: америка - хитай оттурисида уруш партлаш мүмкинчилики азаймақта
- Ранд ширкити: хитайниң һәрбий илғарлиқи ойлиғандинму юқири
- японийә ташқи ишлар министири хитай тәһдити һәққидә тохталди
- Мәслиһәтчиләр өмики америкини хитайниң һәрбий күчигә сәл қаримаслиққа агаһландурди
- Америка хитайниң баш көтүрүшигә тақабил туруш истратегийиси бәлгилиши керәк









