Японийә, урушта һаят қалған хитайларниң әрзини рәт қилди
2005.04.20
японийә-хитай мунасивәтлири җиддийлишиватқан мәзгилдә, японийидики бир сот мәһкимиси 10 нәпәр хитайниң, японийиниң хитайдики һуҗумида қилған зораванлиқи үчүн 100 милйон япон пули йәни 930 миң америка доллири төләм беришни тәләп қилип сунған әрзини рәт қилди.
Мәзкур сот мәһкимиси һөкүм чиқарғанда, иккинчи дуня урушидики җинайәт төләм мәсилисиниң дөләтләр арисидики ишлар болуп, һәр қандақ бир киши халиғанчә сотқа сунидиған мәсилә әмәсликини билдүрди.
Улар йәнә, хәлқара қанун-низамларға асасланғандиму, һечқандақ чәтәлликниң шәхсий салаһийәт билән японийә һөкүмитини сотқа тартишиға болмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Бу 10 нәпәр хитайниң арисида өзини 1937 - йилидики нәнҗиң вәқәсидә һаят қалған дәйдиғанларму бар болуп, улар йәнә японийә алий сот мәһкимисигә әрз сунмақчи икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, пуқралирини японийигә қарши һәрикәтләрни тохтитишқа чақирди
- японийә ташқи ишлар министириниң хитайдики зиярити нәтиҗисиз ахирлашти
- японийә һөкүмити хитай һөкүмитиниң японийидин әпу соришини тәләп қилмақта
- японийә-хитай рәһбәрлири ихтилапларни бир тәрәп қилалмиди
- Хитай һөкүмити японийиниң тәлипини рәт қилди