Америка, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әйиблишини рәт қилди
2005.05.26
Америка дөләт мудапиә министирлиқи баянат елан қилип, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкини гуантанамо һәрбий базисида тутуп туриливатқан мәһбусларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилди, дегән әйиблишини рәт қилди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати чаршәнбә күни, дөләтләрниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә елан қилған йиллиқ доклатида, америкиниң гүәнтанамодики мәһбусларға тутқан позитсийиси тоғра болмиғанлиқтин, мәһбусларни қийнаш қилмишлириға вастилиқ йол қоюлғанлиқи көрситилгән. Улар йәнә, америкиниң мәһбусларни сотлимай тутуп турушини қаттиқ әйиблигән.
Америкиниң кубадики гүәнтанамо һәрбий базисида афғанситанниң сабиқ талибан һакимийити вә әл- қайдә тәшкилати билән мунасивәтлик дәп әйибләнгән 540 нәпәр мәһбус тутуп турулмақта.
Америка дөләт мудапиә министирлиқи баянатида, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әйиблишини рәт қилип, " дүшмән күчләрниң җәңчилирини тутуп туруш җинайәт әмәс. Бәлки уларниң террорчилиққа қарши көрәштә давамлиқ америкиға һоҗум қилишиниң алдини елиш" дәп билдүргән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклатида, америкидин сирт йәнә, хитай, судан, русийә қатарлиқ дөләтләрниңму кишилик һоқуқ хатирисини қаттиқ әйиблигән иди. (Арзу)