Кондилиза райис хитайни кишилик һоқуқни яхшилашқа чақирди


2005.03.21
hujinta-rice.jpg

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис дүшәнбә күни хитайдики зияритини ахирлаштуруп, америкиға қарап йолға чиқти.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, кондилиза райис хитайдики зияритидә хитай рәһбәрлири билән көрүшүп, хитай рәһбәрлирини кишилик һоқуқни илгири сүрүшкә , болупму пуқраларниң диний әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирған.

Кондилиза райис "мән хитайниң шуни чүшинишини үмид қилимәнки, дин җәмийәткә тәһдид елип кәлмәйду. Әксинчә, җәмийәт муқимлиқини сақлаш вә меһир- муһәббәт тарқитиш җәһәтләрдә иҗабий рол ойнайду" деди.

Хәвәргә қариғанда, кишилик һоқуқ мәсилисидин сирт, америка ташқи ишлар министири кондилиза райис йәнә, тәйвән мәсилисидә тохтилип, америкиниң бир хитай принсипини қайта тәкитлиди. Бирақ у йәнә, хитайниң йеңидин қарар қилған "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ниң тәйвән боғизидики вәзийәтни җиддиләштүргәнликини билдүрди. У бейҗиңни тәйвән билән болған җидди мунасивәтни яхшилашқа чақирди.

Буниңдин сирт, кондилиза райис йәнә шималий корийә мәсилисидә, америкиниң мәйданини изаһлап, әгәр шималий корийә һәмкарлишишни давамлиқ рәт қилса, америкиниң башқа йоллар арқилиқ шималий корийә ядро мәсилисини һәл қилидиғанлиқини көрсәтти. Бирақ у йәнә, башқа йолларниң һәрбий һәрикәтни көздә тутмайдиғанлиқини билдүрди.

Бу арида, америка әмәлдарлириниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, америка президенти җорҗ буш, хитай дөләт рәиси хуҗинтавни бу йилниң кийинки йеримида америкини зиярәт қилишқа тәклип қилған. Хуҗинтав 2002 - йили муавин дөләт рәислик салаһийити билән америкини зиярәт қилған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.