Кондилиза райис, бейҗиңни далай лама билән сөһбәтлишишкә чақирди


2005.03.22

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, хитай һөкүмитини тибәтниң диний вә мәниви даһийси далай лама билән сөһбәтлишишкә чақирди.

Кондилиза райис йеқинда хитайда елип барған зиярити давамида, бейҗиңниң диний әркинликни қобул қилишини тәшәббус қилған. У хитай һөкүмитиниң диний җәмийәтләр һәмдә далай лама вәкиллири билән мунасивәтни яхшилишини шуниңдәк тибәт хәлқигә әркинлик асасида өз мәдәнийитини қоғдаш имтиязи беришини тәләп қилған.

Хитай һөкүмити тибәт вә уйғурларниң диний әркинликини бастурупла қалмастин, башқа диний мәзһәпләрниң әркинликиниму конторол қилип кәлмәктә. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири изчил түрдә хитайни диний әркинликни бастуруш қилмишлири билән әйибләп кәлмәктә.

Америка тәрәпму, хитай һөкүмитиниң диний әркинликни кишиләргә нисбәтән тәһдит орнида қолланмай, динни "җәмийәт , муқимлиқни сақлаш вә меһри- муһәббәт яритиш җәһәтләрдә иҗабий рол ойнайдиған күч " дәп һесаплишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.