Кондилиза райис москвадики сәпиридә русийә демократийисини сөзлишиду
2005.04.19
Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, русийидики зиярәт сәпиридә москва даирилиригә кримилин сарийиниң һоқуқни мәркәзләштүрүш шундақла мәтбуат әркинликини қисиш һәрикити америкини биарам қиливатқанлиқини йәткүзидикән.
Райисниң русийидики зиярити сәйшәнбә күни башланди. У, москва сәпиригә атлиниш алдида русийидики ислаһатни давамлаштурушниң муһимқилини тәкитлиди шундақла " гүлләнгән вә демократик русийә һәммимизниң мәнпәәтигә уйғун," дәп көрсәтти.
Президент буш 2004 - йили 11 - айда русийә президенти владимир путин билән учрашқанда, кримилин сарийиниң һоқуқни мәркәшләштүрүш тәдбирлиридин биарам боливатқанлиқини билдүргән. У, президент путинниң һоқуқни мәркәзләштүрүш йолидики тәдбирлиригә ениқлима беришини тәләп қилған иди.
Әнгилийә ахбарат тори б б с ниң илгири сүрүшичә, райис москвада русийилик даириләр билән сүркилиш йүз беришини халимайдикән. Америка, русийиниң қирғинчилиқ характирлик қоралларни контрол қилиш шундақла шимали корийә билән иранни ядро қораллар пиланидин ваз кечишкә қайил қилишни үмид қилиду.
Б б с ниң тәкилишичә, америка русийини йәнила терорчилиққа қарши туруш күришидики иттипақдиши, дәп һесаблайдикән. Райисниң бу қетимқи москва сәпири, президент бушниң келәрки айда москваға қилидиған зиярити үчүн йол һазирлаш болуп, америка президентиниң зиярити русийиниң 2 - урушида ғәлибә қилғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш күнлиригә тоғра келиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондилиза райис, бейҗиңни далай лама билән сөһбәтлишишкә чақирди
- Кондилиза райис хитайни кишилик һоқуқни яхшилашқа чақирди
- Райис хитайни зиярәт қилди
- Райис, явропа иттипақиниң хитайға қоюлған имбаргони бикар қилиш интилишини тәнқид қилди
- Райс афғанистандики демократик тәрәққиятларни қоллайдиғанлиқини билдүрди