Кондолиза райс русийә президенти виладимир путин билән көрүшти


2005.04.20

Русийидә зиярәттә боливатқан америка ташқи ишлар министири кондолиза райс чаршәнбә күни русийә президенти виладимир путин билән көрүшүп, русийә-америка һәмкарлиқи, хәлқара террорчилиққа қарши уруш вә иқтисадий тәрәққият темилирида сөһбәтләшти.

Путин сөзиниң бешида, кондолиза райсниң бивастә арилишиши билән русийә-америка мунасивәтлириниң юқири пәллигә йәткәнликини билдүрүп, буниң кәлгусидиму мушундақ давамлишишини үмид қилидиғанлиқини көрсәтти. Кондолиза райсму русийиниң, америкиниң террорчилиққа қарши уруштики "истратегийилик ширики" икәнликини тәкитлиди.

Кондолиза райс русийә президенти виладимир путин билән көрүшүштин бурун, москвадики даңлиқ "еко москва" радиосиниң зияритини қобул қилғанда, русийини демократик ислаһат елип беришқа очуқ чақириш билән биргә, президент путинниң бәк чоң һоқуқларға игә болуп кәткәнликини әйиблигән иди.

Кондолиза райс зияритидә йәнә, русийә ахбарат вастилирини өзигә- өзи игидарчилиқ қилидиған мустәқил орган болушқа чақирған. Шундақла у йәнә, русийиниң, америка билән мунасивәт орнитиштин қәтий қорқмаслиқини тәкрар тәкитлигән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.