Кондилиза райис, америка шималий корийигә қарши "үстүнлүккә" игә, дәп көрсәтти
2005.05.03
Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, америка шималий корийиниң ядро қораллар тәһдитигә қарши " үстүнлүккә" игиликини билдүрди . Буниң алдида америка президенти ишханиси- ақ сарай, шимали корийиниң һәптә ахири елип барған башқурулидиған бомба синиқини " күшкүртүш" характергә игә һәрикәт, дәп әйиблигән.
Райис, вашингтонда франсийә ташқи ишлар министири барнийер билән өткүзгән сөһбитидин кейин мухбирларни күтүвелип, " америка күч җәһәттики үстүнлүккә игә, мән үстүнлүкни тәкитлимәкчи, асия - тинч окян районидики һәр қандақ хирисни бир тәрәп қилиш иқтидариға игә," дәп көрсәтти.
Шимали корийә йәкшәнбә күни қисқа мусапилиқ бағқурулидиған бомба синиқи елип барған иди. Ақ сарайниң баянатчиси мклилан, башқурулидиған бомба синиқини " шималий корийә тәрипидин елип берилған күшкүртүш һәрикитиниң давами," дәп тәнқидлигән.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә райисниң сөзи, америкиниң шимали корийә мәсилисидики сәвр - тақити тешиватқанлиқини көрситидикән. Шимали корийиниң башқурулидиған бомба синиқи, ню - йорктики ядро қоралларни чәкләш шәртнамиси йиғини башлинишниң бир күн алдида елип берилди. Райис шу күни японийә ташқи ишлар министири мачимуру билән корийә ядро қораллар кризисини музакирә қилған шундақла һәр иккила тәрәп хитай шималий корийә ядро қораллар мәсилисидә техиму актип рол ойниши керәк, дәп қариған.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий корийиниң башқурилидиған бомба синиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини тартмақта
- Райис, блурусийидики өктичиләрниң вәкиллири билән учрашти
- Кондолиза райс русийә президенти виладимир путин билән көрүшти
- Кондилиза райис москвадики сәпиридә русийә демократийисини сөзлишиду
- Корийини ядро қораллар сөһбәт үстилигә қайтуруп келиш сөһбити илгирләшкә еришәлмиди