Америка ташқи ишлар министири райис пат йеқинда хитайни зиярәт қилиду
2005.07.05
Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис җүмә күни хитайни зиярәт қилип, шималий корийә ядро қораллар мәсилиси бойичә сөһбәт елип бариду. Хитай, райисниң бу қетимқи асия сәпириниң тунҗи бекити болуп, у җәнубий корийә, японийә вә тайландларни зиярәт қилиду.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, шималий корийә ядро қораллар мәсилиси вә 6 дөләт сөһбити райисниң шәрқий асия сәпиридики асаси тема һесаблинидикән. У, 9 - июлда бейҗиңға бариду. Бирақ бу арида хитай һөкүмити райисниң зиярити тоғрисида америка билән сөзлишиватқанлиқини билдүрди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав сәйшәнбә күни " җоңго билән америка бу мәсилини сөзлишиватиду шундақла орунлаштуруш елип бериватиду," дәп көрсәтти. Әмма америка ташқи ишлар министирлиқи райис 9 - 10 - июнларда бейҗиңни зиярәт қилидиғанлиқини елан қилди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, райис бейҗиңда хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң қатарлиқ юқири дәриҗилик рәһбәрләр билән учрушидикән. Райисниң зиярити, америка сода министири чарлос гуттириз, америка сода вәкили роб портман, йеза игилик министири майик җоһанис қатарлиқларниң иштиракидики хитай америка сода комитетитиниң йиғини һарписиға тоғра кәлмәктә. Портман билән җоһанис, 12 вә 13 - июлларда дуня сода тәшкилатиниң даландики министирлар йиғиниға қатнишиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рамсфилд, америкиниң ирақ урушида мәғлубийәткә учриғанлиқини рәт қилди
- Америка б д т дин хитайдики пиланлиқ туғут программисини тохтитишини тәләп қилди
- Райис, америкиниң хитай билән болған мунасивитидә "мурәккәп амиллар" ниң барлиқини билдүрди
- Президент буш хитайни диний вә ахбарат әркинлики мәсилисидә агаһландурди
- Президент буш ху җинтав билән телефонда шималий корийә вә тәйвән қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилди