Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис җүмә күни ливанни туюқсиз зиярәт қилип, ливанниң қурулғиниға әмдила 3 күн болған йеңи һөкүмәтни риғбәтләндүрди. Райис, шу күни ливан президенти лаһуд вә сабиқ ливан баш министири һаририниң оғли саад һаририлар билән сөһбәт елип барған.
Ливан президенти лаһуд сүрийәпәрәслики билән тонулған. Әмма сүрийигә өктичилики билән тонулған саад һаририниң дадиси, сүрийә ахбарат органлири тәрипидин өлтүрүлди, дәп қаралмақта иди. Сүрийә икки ай илгири америка вә хәлқара җәмийәтниң бесими астида ливандики қошунлирини чекиндүргән.
Кондилиза райис, сүрийә бу йил 4 - айда қошун чекиндүрүп, ливандики 29 йиллиқ ишғалийитини ахирлаштурғандин кейин, ливанни зиярәт қилған тунҗи юқири дәриҗилик америка әмәлдари.
Райис ливанға йетип барғандин кейин мухбирларға "хәлқара җәмийәт вә болупму америкиниң ливанға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиқини игиләш үмиди билән кәлдим," дәп тәкитлигән.
Райис ливанға келиштин илгири исраилийини зиярәт қилип, исраилийә баш министири шарон билән газадики йәһудий мәһәллилирини көчүрүш мәсилисини музакирә қилди. У шәнбә күни иордан дәрясиниң ғәрбий қирғизидики рамаллада, пәләстин рәһбири махмуд аббас билән сөһбәт елип бариду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондализа райис, ш һ т ниң америка һәрбий қисимлирини чекиндүрүш тоғрисидики тәләпләрни рәт қилди
- Райис, шәрқий асия әллиридики зияритини башлиди
- Америка ташқи ишлар министири райис пат йеқинда хитайни зиярәт қилиду
- Райис, америкиниң хитай билән болған мунасивитидә "мурәккәп амиллар" ниң барлиқини билдүрди
- Кондилиза райис, америка шималий корийигә қарши "үстүнлүккә" игә, дәп көрсәтти