Кондолиза райс пакистанни зиярәт қилди


2005.10.12

Америка ташқи ишлар министири кондолиза райс чаршәнбә күни пакистанға зиярәткә келип, йәр тәврәш апитигә учриған райондики хәлқләрдин һал сориди. Шундақла у йәнә апәт райониға узун муддәтлик ярдәм беришкә вәдә қилди һәмдә америка қилидиған ярдәмниң 50 милйондин ашидиғанлиқини алдин мөлчәрлиди.

Пакистанда шәнбә күни йүз бәргән 7.6 Бал йәр тәврәш пакистанға қарашлиқ кәшмир районидила 20 миңдин ошуқ кишиниң җениға замин болған болуп, америка һөкүмити пакистанға давалаш җәһәттә ярдәм берипла қалмастин, йәнә тик учар вә һәрбий транспорт айропиланлирини пакистанға әвәтти.

Кондолиза райс пакистанға келиштин бурун, таҗикистан, қазақистан вә афғанистанларда зиярәттә болди. У афғанистандики мәзгилидә, афғанистан омумий сайлимини мәдһийлиди һәмдә афғанистандики америка қошунини, террорчиларни мәғлуп қилғичә, бу йәрдә давамлиқ турғузидиғанлиқини билдүрди.

Райс афғанистанға келиштин сәл авал, кабулда икки қетим топ зәмбирәк һуҗуми йүз берип, буниң арисидики бири бу йәрдики канада әлчиханисиниң әтрапида партлиған һәмдә афғанистанлиқ икки нәпәр аманлиқ қоғдиғучи хадими яриланған иди. Буниңдин сирт чаршәнбә күни әттигән, талибан қораллиқ күчлири қәндәһарда, тиббий ярдәм сепидики 5 нәпәр афған хадимини етип өлтүргән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.