Америка ташқи ишлар министири, хитайниң һәрбий хамчотини көпәйткәнликини тәнқид қилди
2006.03.16
Австралийинизиярәт қиливатқан америка ташқи ишлар министири кондализа райис хитай һөкүмити һәрбий күчини ашуруш мәсилисидә техиму очуқ болуши керәк һәмдә хәлқара иқтисадий қаидә- қанунларға асасән һәрикәт қилиши керәк, деди.
Райис сиднейдә австралийә ташқи ишлар министири алксандәр довнәр билән учрашқандин кейин бәргән баянатида, мән хитай һөкүмитиниң һәрбий хамчотини 14% күпәйткәнликини аңлидим. Бу наһайити көп бир сан. Хитай һөкүмити мәқситиниң немә икәнликини очуқ ипадилиши керәк, деди.
Хитай хәлқ қурултийи өткән җүмә күни, хитай һөкүмитиниң йиллиқ һәрбий хамчотини 7.14 Пирсәнт көпәйтиш қарарини қобул қилған иди. Бейҗиң һөкүмити бу пулни офитсерларниң маашлирини бериш , йеңи үскүниләр елиш үчүн ишлитилидиғанлиқини һәмдә пулниң бир қисмини баһаси күнсери өрләватқан енергийә еһтияҗини қамдаш үчүн ишлитидиғанлиқини билдүрмәктә.
Америка ташқи ишлар министири райс австралийидә, австралийә вә японийә ташқи ишлар министирлири билән учришип, хитайниң күнсери күчийиватқан сиясий, һәрбий вә иқтисадий тәсири һәққидә сөһбәтләшмәкчи.
Америка мудапиә министирлиқиниң алий дәриҗилик бир хадиминиң билдүрүшичә, хитайниң һәрбий күчини көпәйткәнлики, америкини тәйвән боғузидики һәрбий стратегийисини қайтидин көздин көчүрүшкә мәҗбур қилмақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондализа райис асия - тинч окян дөләтлиридики зияритидә хитай мәсилисини музакирә қилиши мүмкин
- Русийә хитайға қорал сетип бәрди
- Кондолиза райс мубарәк билән һаммас тоғрисида сөһбәтләшти
- Пәнтагон: хитай, америкиниң әң чоң һәрбий рәқиби
- Америка һәрбий даирилири: америка - хитай оттурисида уруш партлаш мүмкинчилики азаймақта









