Кондилиза райис ирақни зиярәт қилди
2005.11.11
Америка ташқий ишлар министири кондилиза райис, җүмә күни ирақни туюқсиз зиярәт қилди. Райисниң әскәртишичә, у зиярәт җәрянида ирақлиқларни диний вә миллий чәк чигридин һалқиған һөкүмәт қурушқа үндәйдикән.
Райис, зияритини шу күни ирақниң мосул шәһиридин башлап, бу йәрдики америкилик дипломатлар, һәрбий әмәлдарлар вә йәрлик даириләр билән сөһбәт елип барди. Райис, сәпәр үстидә мухбирларға бу йил 12 айда өткүзүлидиған ирақ сайлимида америкиниң ирақтики һечқандақ бир сиясий партийә - гуруһ вә яки шәхскә ян басмайдиғанлиқини билдүргән. Әмма у, америка ирақтики барлиқ сиясий партийә - гуруһлар вә намзатларни сиясий вә диний чәк - чигридин һалқиған бир пүтүн ирақ қурушқа чақириду, деди.
Райисниң әскәртишичә, бу дөләт шиәләр, сүнийләр, күрдларни асас қилған үч чоң гуруһ вә башқа аз санлиқ милләтләрни һакимийәткә қатнаштурғандила уларниң һоқуқиға капаләтлик қилғили болидикән.
Мосул, ирақниң сүний мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған 2 - чоң шәһири шундақла күрд нопуси бир қәдәр көп олтурақлаш ирақ шәһәрлириниң бири. Мосул йеқинқи вақитларғичә ирақ тиркишиш һәрикитиниң бөшүки, дәп қарилатти. Америка әмәлдарлириниң чүшәндүрүшичә, йеқинқи бир қанчә айдин бери тиркишиш күчлириниң бу йәрдики һәрикити еғир зәрбигә учриған.
Райисниң ирақ зиярити бихәтәрлик сәвәблиридин алдинала елан қилинмиди. (Әркин)