Атақлиқ кино чолпини ричард гер, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ болушқа чақирди
2007.09.03
Америкиниң атақлиқ кино чолпини ричард гер, хитай һөкүмитини, 2008- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида, кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ болушқа чақирди.
Италийиниң венис шәһиридә өткүзүлүватқан, венис кино фестивалиға қатнишиватқан ричард гер, дүшәнбә күни бәргән баянатида, "мән хәлқара җамаәтни олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилишқа чақирмаймән. Әмма, хитай һөкүмитиниң һәқиқәтләрни ашкарилишини халаймән. Әгәр хитай һөкүмити олимпик тоғрисида сәмимий болушни халиса, дөләт ичидә қандақ вәқәләр йүз бериватқанлиқи тоғрисида очуқ болуши керәк" деди.
Тибәт даваси вә далай ламаниң ғәрбтики әң қизғин қоллиғучилириниң бери болған ричард гер баянатида, "хитайдики дәһшәтлик кишилик һоқуқ вәзийити вә аз санлиқ милләтләргә болупму, тибәткә қаритилған мәдәнийәт бузғунчилиқи вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири чоқум муназирә қилиниши керәк "дәп көрсәтти.
Хитай һөкүмити, тибәт мәсилиси вә далай ламани қоллиғанлиқи үчүн, ричард герниң хитайға киришини чәклигән болуп, 1993- йилдин бери униң хитайни зиярәт қилишиға рухсәт бәрмәй кәлмәктә. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әнгилийә минситири, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди
- Меркел, хитайда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқи үчүн алқишқа еришмәктә
- Германийә баш министири меркел хитайни кишилик һоқуққа әһмийәт беришкә чақирди
- Германийә баш министири хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбитидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди
- Гретсийидики от апитидә 50 тин артуқ адәм өлди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: кишилик һоқуқни бихәтәрликкә қурбан қиливетишкә болмайду
- Афенада бейҗиң олимпик йиғиниға қарши кишилик һоқуқ мәшили яндурулди
- Америка парламинт әзалири хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики үчүн олимпикни байқут қилиш һәққидә тәклип сунди