Америка авам палата әзалири америкиниң хитайға қарши аләм бошлуқи риқабәт күчини күчәйтишкә чақирди
2007.02.02
Америка дөләт мәҗлиси авам палата әзалири йеқинда президент бушқа хәт йезип, америка һөкүмитини хитайниң аләм бошлуқи риқабәт күчигә қарши тәдбир елишқа чақирди.
Хәвәрләргә қариғанда бу хәт, хитай һәрбий даирилириниң 11 - январ күни аләм бошлуқида сүний һәмраһға қарши башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқиға қаритип йезилған болуп, хәттә хитайлар йеқинда елип барған бу синақ аләм бошлуқини һәрбийләштүрүш дәвриниң йетип кәлгәнликидин бишарәт бәрмәктә, дейилгән.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бу хәт җумһурийәтчи авам палата әзалири хунтер, еверитлар тәрипидин йезилған. Данкун хунтер, хитайниң америка аләм бошлуқи әслиһәлиригә зәрбә бериш иқтидарини синап баққанлиқини билдүрди вә явропа әллирини хитайға сүний һәмраһ вә аләм бошлуқи техникиси сетип бәрмәсликкә чақирди.
Хитайниң 11 - январда елип барған аләм бошлуқи башқурулидиған бомба синиқи америка дөләт мәҗлиси вә һәрбий даирилириниң диққитини қозғимай қалмиди. Америка дөләт мудапиә министирлиқидики әмәлдарлар америкиниң аләм бошлуқи әслиһәлирини қоғдаш иқтидари күчлүк, дәп тәкитлисиму, лекин йәнила хитайниң бу қетимқи аләм бошлуқи һәрбий синиқини әйиблимәктә.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити пәйшәнбә күни башқа дөләтләр билән аләм бошлуқида һәрбий һазирлиқлар мусабиқиси елип беришни чәкләш келишими имзалашни халайдиғанлиқини билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш гу бошйоңни қобул қилип, тәйвән мәсилисидики сияситини тәкитлиди
- Хитай мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң рәиси америкини зиярәт қилмақта
- Америка хитайниң һәрбий маневириға қатнишишқа йол қоюшини үмид қилди
- Америка билән хитай бейҗиңда һәрбий сөһбәт елип барди
- Рамисфилд хитай рәһбәрлири билән учрашти