Америка кеңәш палатаси кондолиза райсниң ташқи ишлар министири болишини мақуллиди
2005.01.26
Буш һөкүмитиниң сабиқ дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси кондолиза райс чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң бирдәк мақуллиши билән америка ташқи ишлар министири болуп тәйинләнди. У америка тарихидики тунҗи қара тәнлик аял ташқи ишлар министири болуп һесаблиниду.
Әмма америка кеңәш палатасидики бир қанчә димократчи әзалар кондолиза райсни ирақ мәсилисидә әйиплиди. Димократчи кеңәш палата әзаси едворд кенеди (Edward M. Kennedy) Кондолиза райсниң ирақ урушиниң баш пиланлиғучиси икәнликини вә шу сәвәптин униң ташқи ишлар министири болушқа лайиқ әмәсликини тәкитлиди.
Өткән һәптә кондолиза райс америка кеңәш палатасида, ирақ уруши мәсилисидә өзини ақлиди һәмдә ирақ урушиниң тоғра елип берилған бир һәрикәт икәнликини тәкитлигән иди.(Пәридә)