Райис хитайни зиярәт қилди


2005.03.20

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис йәкшәнбә күни бейҗиңға йитип кәлди. Бу униң асия зияритиниң ахирқи бекити болуп һесаблиниду.

Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, кондилиза райис хитай дөләт рәиси ху җинтав вә баш министири вен җиябав билән көрүшүп, "дөләтни парчилашқа қарши қанун" вә шималий корийә ядро киризисини өз ичигә алған бир қатар мәсилиләр һәққидә сөһбәт өткүзгән.

Хитай баш министири винҗиябав сөһбәттә " дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни ақлап, америкиниң бу қанунни " чүшинишини" сориған. Америка тәрәп техи бу қетимқи сөһбәт һәққидә һечқандақ баянат елан қилмиди.

Кондилиза райис сөһбәттин кийин, бейҗиңдики бир чиркавниң йәкшәнбә күнилик тавабат паалийәтлиригә қатнашқан. Хәвәрдә ейтилишичә, кондилиза райисниң атайитән хитайдики чиркавни зиярәт қилишни орунлаштуриши, америкиниң хитайдики кишилик һоқуқ, болупму диний әркинлик вәзийитигә болған әндишисини ипадиләйдикән.

Кондилиза райис бейҗиңға келишниң алдида җәнубий корийини зиярәт қилған. У сийолда яврупа иттипақини хитайниң һәрбий заманивелишиш ишлириға ярдәм бәрмәсликкә чақирип, " әгәр яврупа дөләтлири мәсулийәтсизлик қилип хитайға илғар қоралларни сатса, бир күни хитай бу қоралларни америкиниң тинч окяндики қошунлириға қарши ишлитиши мумкин" деди. У йәнә тинч окян районини яврупа әмәс, бәлки америка қоғдаватқанлиқини көрсәтти.

Мәлуматларға қариғанда, америка ташқи ишлар минситири кондилиза райис дүшәнбә күни хитайдики зияритини ахирлаштуруп, америкиға қайтип келиду.(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.