Рамсфелд хитай һәққидә тохталди
2005.10.23
Өткән һәптидә хитайни вә моңғулийини зиярәт қилиш сәпирини ахирлаштурған америка дөләт мудапиә министири рамсфелд өзиниң бу қетимқи сәпири һәққидә тохталди.
Америка дөләт мудапиә министири рамсфелд өзиниң хитайда елип барған үч күнлүк сәпиридин хуласә чиқирип, һазир хитайниң дуняниң һәр қайси җайлири билән болған иқтисадий алақиларни зор дәриҗидә тәрәққи қилдуриватқанлиқи, бу хил алақиләрниң хитайниң һәр қайси әркин иқтисадий вә сияси түзүлмидики дөләтләр билән болған учришишлири техиму көпәйтиватқанлиқини оттуриға қоюп, хитайниң һаман өз дөлитиниң ички қисмидики мәсилиләрни һәл қилиштин өзини чәткә алалмайдиғанлиқи, хитайниң һаман өзидики түрлүк мәсилиләрни һәл қилишқа мәҗбур болидиғанлиқини тәкитлигән. Рамсфелд үч күнлүк хитай сәпиридә хитайни һәрбий хираҗәт вә ядро қораллири мәсилисидә ашкара тәнқид қилған иди.
Рамсфелд йәнә өзиниң моңғулийигә елип барған зиярити һәққидә тохтилип, моңғулийә рәһбәрлириниң униңда чоңқур тәсират қилдурғанлиқи, моңғулийиниң очуқ вә әркин иқтисадий һәм сиясий түзүмни йолға қоюшиниң тоғра болғанлиқи һәмдә уларниң бу сияситиниң нәтиҗә қазинишиға тиләкдаш икәнликини билдүргән.
Рамсфелд йәнә моңғулийиниң америкиға ярдәмлишип, ираққа әскәр әвәткәнлики моңғулийиниң башқа оттура асия дөләтлири үчүн үлгә тикләп бәргәнлики шуңа башқа оттура асия дөләтлириниң моңғулийидин үлгә елиши лазимлиқини тәкитлигән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рамисфилд хитай рәһбәрлири билән учрашти
- Америка бейҗиңни дөләт мудапиә хираҗәтлири һәққидә очуқ- йоруқ болушқа чақирди
- Америка дөләт мудапиә министири хитайни зиярәт қилди
- Америка малийә министири синов хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә үндәйду
- Роберт зойлик: хитайда бир партийә диктаторлиқи узунға бармайду