Хитай русийә билән террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә тәйярланди


2004.09.08

Хитай дөләт рәиси хуҗиңтав чаршәнбә күни русийә презденти виладимир путинға учур әвәтип, хитайниң террорлуққа қарши күрәштә русийә билән болған һәмкарлиқни күчәйтишкә тәйяр икәнликини билдүрди шундақла хитай хәлқиниң русийиликләргә болған һесдашлиқи сүпити билән русийигә 1 милйон 2 йүз миң доллар ярдәм пули беридиғанлиқини җакарлиди.

Фирансийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хуҗиңтав телевизорда берилгән кәчлик хәвәрдә, "хитай, русийәниң бирлики вә територийилик пүтүнликини қоғдаш йолида қилған барлиқ һәрикәтлирини күчлүк қоллайду" дәп билдүргән.

У сөзидә йәнә, бейҗиң һөкүмитиниң террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши урушта русийә билән һәмкарлиқни күчәйтип, район вә дуняниң тинчлиқи һәм муқимлиқини бирликтә сақлашқа тәйяр икәнликини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.