Росийә президенти виладемир путин келәр һәптә хитайни зиярәт қилиду
Росийә президенти виладемир путин келәр пәйшәнбә күни хитайға қилидиған үч күнлүк зияритини башлайду.
Киримлин сарийи баянатчисиниң билдүрүшичә, виладемир путин хитай дөләт рәиси хуҗинтав билән учришип, сиясий , иқтисадий вә хәлқара һәмкарлиқ һәққидики бир йүрүш һөҗҗәтләргә қол қойиду.
Чәтәл мәтбуатлириниң йәкшәнбә күни бәргән хәвәрлиригә қариғанда, путинниң зиярити җәрянида, хитай росийә нефит туруба йоли мәсилиси вә һәрбий қорал содиси икки дөләт рәһбәрлири сөһбитиниң муһим нуқтиси болиши мумкин.
Русийиниң сибирийидики ангириский нефитликидин башлинидиған туруба йолини хитайғиму яки япунийигә туташтуруш керәкму дегән мәсилидә росийә һөкүмити техи ениқ бир қарар бәрмигән. Хитай һөкүмити узундин боян бу һәқтә келишим һасил қилишни үмид қиливатқан болсиму, бирақ росийә даирилири сиясий вә башқа амилларни нәзәрдә тутуп туруба йолини япунийигә туташтурушни халаватқандәк бәзи учурларни бәргән иди.
Бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, путинниң бу қетимқи зияритидә, әгәр икки дөләт рәһбәрлири нефит туруба йоли қурулуши вә нефит тәминати қатарлиқ бир қатар җиддий мәсилиләрдә бир пикиргә киләлмисә, бу хитай- росийә мунасивитиниң кәлгүси тәрәққиятиға биваситә тәсир елип келиши мумкин икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай көчмәнлириниң росийидә көпийиши әндишиләрни қозғимақта
- Росийә, б д т ға терроризм билән бағлиниши болған сияси паналанғучиларни қайтуруш тәклипи сунди
- Шамил басайеф , беслан паҗиәсигә җавабкар икәнликини етирап қилди
- Русийә колин повелниң әйиблишини рәт қилди
- Шимали осситийәдики гөрүгә еливелиш кризиси қәтлиам билән ахирлашти
- Росийидики қораллиқ күчләр гөрүгә елинған бир қисим аяллар вә балиларни қоюп бәрди
- Қораллиқ кишиләр русийәдики бир мәктәпни игиливалди