Путин русийиниң йеңи типтики ядро бомба сестимиси ясаватқанлиқини ейтти
2004.11.17
Русийә президенти виладимир путин чаршәнбә күни русийиниң нөвәттә йеңи типтики ядро бомба сестимисини ясаватқанлиқини һәмдә бу хил сестиминиң башқа чоң дөләтләрдиму йоқ икәнликини билдүрди.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, путин бу сөзлирини русийә һәрбий әмәлдарлири билән өткүзгән сөһбәттә қилған болуп, у йәнә, кәлгүсидә русийә тәһдиткә йолуққанда өзини қоғдашни капаләткә игә қилиш мәқситидә шундақ қилғанлиқини тәкитлиди.
Путин сөзидә буниң қандақ сестима икәнликини тәпсилий тонуштурмисиму, лекин русийиниң һазир бу хилдики йеңи ядро бомба сестимисини тәтқиқ қилипла қалмай, һәтта уни ғәлибилик һалда синақ қилипму көргәнликини, шундақла бу сестимини кәлгүсидики бир нәччә йил ичидә ишлитишкә болидиғанлиқини билдүрди.
Хәвәрдә көрситилишичә, һәқиқәтән нурғун күзәткүчиләр, русийиниң 10 данә ядро оқ бешини көтирәләйдиған бир хил йеңи ядро бомба сестимиси үстидә тәтқиқ елип бериватқанлиқиға ишинидикән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә президенти путин, русийә японийә билән тинчлиқ сөһбитигә тәйяр деди
- Иран ядро мәсилисидә хитайниң қоллишиға еришти
- Колин повел ли җавшиң билән шималий корийә вә иран мәсилисини музакирә қилди
- Русийә билән хитай үч аралниң чегра мәсилисидә келишим һасил қилди
- Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
- Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди
- Хитай нефит турубиси мәсилисидә русийә билән келишим һасил қилалмиди
- Путин хитай зияритидә террорчилиққа қарши туруш мәсилисини алаһидә тәкитлиди
- Русийә презденти путин хитайни зиярәт қилмақчи
- Росийә президенти виладемир путин келәр һәптә хитайни зиярәт қилиду