Путин йиллиқ дөләт әһвали доклатида нопусниң азийиш әһвали һәққидә тохталди
2006.05.10
Русийә президенти виладимир путин чаршәнбә күни бир йиллиқ дөләт әһвали доклатини берип, ташқи ишлар сиясити вә иқтисадий мәсилиләрдин башқа йәнә, русийә нопусиниң азийиш мәсилиси һәққидә алаһидә тохталди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, путин доклатида 10 йиллиқ бир пиланни җакарлап, русийә аяллирини көп балилиқ болушқа риғбәтләндүрүш үчүн, бирдин артуқ балилиқ болған аялларға беридиған тәминат ярдәм соммисини техиму яхшилап беришкә вәдә бәргән.
Путинниң билдүрүшичә, һазир русийидә бовақларниң туғулуш нисбити җиддий төвәнләш билән биргә бовақларниң өлүш нисбити ешип маңған. Униң үстигә русийидин башқа дөләтләргә көчүп кетидиған әһвалму бир қәдәр еғир икән. Шу сәвәбтин һазир русийидә йилиға 700 миң нопус азийип маңған.
Путин сөзидә, нопус азийишиниң алдини елиш үчүн, аилиләрни болмиди дегәндә икки балилиқ болушни капаләткә игә қилиш керәкликини тәкитлиди. У йәнә, русийә җәмийитидә чириклик вә кишиләрниң чоң карханилар вә парламентқа ишәнмәслик әһвалиниң мәвҗутлиқини етирап қилип, русйидики содигәр вә сиясонларни җәмийәт мәсулийитини алдинқи орунға қоюшқа чақирди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә президенти путин келәр айда хитайни зиярәт қилиду
- Украинийә билән русийә газ мәсилисидә келишим һасил қилди
- Русийә билән украинийә газ мәсилисидә келишим һасил қилди
- Русийә билән украинийә тәбиий газ мәсилиси бойичә сөһбәт елип бариду
- Росийә сот мәһкимиси хитайға ишпийонлуқ қилған рос алимини җазаға һөкүм қилди